«Зимний фестиваль знаний 2025»

Коучинг на тему «Аилидики бала тәрбийәси»

Данный коучинг на тему «Аилидики бала тәрбийәси» посвящен, прежде всего, работе классного руководителя с родителями.

Олимпиады: ИЗО 1 - 7 классы

Содержимое разработки

Коучинг мавзуси: «Аилидики бала тәрбийәси.»

Мәхсити: «Аилә-тәрбийәниң асасчиси» ибариниң, әһмийитиниң бебаһалиғи һәққидә чүшүнүк бериш.Мәктәп билән аилә дайим зич мунасивәттә болушиниң зөрүрлигини йәткүзүш.

Көрнәкликләр:слайд,видео,иш-қәғәзләр

Уюштуруш қисми: Әссаламуәлейкум,һөрмәтлик ата-анилар!Бүгүн,вақтиңларни бөлүп,өз балиңизниң мәктәп һаятиға көңүл бөлүп кәлгиниңларға рәхмәт.Бу коучинг балилиримизниң тәрбийәсидә,ата-ана вә мәктәпниң арисида мунасивәтни яхшилап,яхши тәсират қалдуриду дәп үмүт қилимән.

Асасий шиар: Оқуғучи – аилә-мәктәп

«Шатлиқ чәмбәр» (бир-биригә иллиқ тиләк ейтиду)

Тренинг-разминка «Австралийский дождь»

Австралияда ямғур қандақ болиду, биләмсиләр? Яқ? Ундақ болса, мениң иш-һәрикитимни қайтилаймиз.

  • Австралияда шамал чиқти. (алиқанлирини бир-биригә сүркәйду)

  • Аста ямғур йеғишқа башилди. (бармақлирини чеқилтиду)

  • Ямғур күчәйди. (новәт билән мәйдисигә қоли билән уриду)

  • Қаттиқ ямғур яғди. (қоли билән лечәклиригә уриду)

  • Мөлдүр йеғишқа башлиди. (пути билән тепиду)

  • Ямғур аста йеғишқа башлиди. (қоли билән лечәклиригә уриду)

  • Ямғур тохтай дәп қалди. (новәт билән мәйдисигә қоли билән уриду)

  • Тамчилап, тамчилап тохтай деди. (бармақлирини чеқилтиду)

  • Аста шамал чиқти. (алиқанлирини бир-биригә сүркәйду)

  • Күн чиқти!

Бу мәшиқни орунлаш силәргә қийин болдиму? Қандақ һис-туйғулар пәйда болди? (ата-анилар билән пикир алмишиш)

Һөрмәтлик ата-анилар,қайси әсир,қайси жил болмисун,бала тәрбийәсигә дайим чоң көңүл бөлүнгән.Бала тәрбийәсидә,жәмийәт,мәктәптин биринчи-әлвәттә аилә туриду.Балини тәрбийләш,уни йетилдүрүш,ата-аниниң әң қийин һәм мурәккәп вәзиписидур. «Қуш угисида немини көрсә,шуни қилиду»-дегән дана сөзиму шуниң испати болуши керәк.Бала көргәнни,аңлиғаннни өзигә сиңдүриду.Шуниң үчүнму яхши-яман иш-һәрикәтлиримизниң,сөзлиримизниң түви чоң.

Слайд 1

Ұлы ғалым, философ Әбунасыр әл Фараби «Адамға ең бірінші білім емес, тәрбие керек. Тәрбиесіз берілген білім – адамзаттың қас жауы, ол келешекте оның өміріне қауіп әкеледі деген екен. Бұдан шығатын түйін: бала тәрбиесіне ең әуелі оның өз ата-анасының еңбекқорлығы, ұстамдылығы, ақыл-ой, сана- сезімі, адамгершілігі әсер еткен.

Топқа бөлүнүш :аилә,мәктәп,бала

1.Һәрбир топ,өз топиға синквейн язиду.

2.Берилгән мақалларниң мәнасини ачиду:

1-топ:Балини урсаң ети қатиду,тиллисаң бети қатиду.

2-топ:Балиниң яхшиси ата шөһрити,Қизниң яхшиси-ана һөрмити.

3-топ:Тәрбийә башта қаттиқ болса,ахири татлиқ болар.



«Аилә тәрбийәси» видео көрситиш ,Видеоға нисбәтән соал қоюш.

Һәрхил жағдайлардики сизниң иш-һәрикитиңиз:

1.Әлачи яки зәрбидар оқуватқан бала,2 елип кәлди.Сизниң иш-һәрикитиңиз?

2.Муәллим дәрискә кәлмәй қалди,сизниң иш-һәрикитиңиз?

3.Бала өй-тапшурмисини орунлимайду!-устазниң пикричә ,ата-ана балини назарәт қилмиған,шуниң үчүн балиниң үлгирими начар.Ата-аниниң пикри бойичә ,устаз дурус чүшәндүрмигән.Кимниң көз қариши дурус,сиз қандақ ойлайсиз?

Слайд 2.

  • Һөрмәтлик ата-анилар! Мәктәп һаятиға паал қатнишиңлар!

  • Балиңизниң һәрбир устази билән һәмсөһбәттә болуң.

  • Балиңизниң билими һәққидә дайим хәвәр елиң.

  • Өй тапшурмилирини назарәт қилиң, лекин өзиңиз орунлимаң.

  • Соаллириңиз болса, кечиктүрмәй устаз билән сөһбәтлишиң.

  • Унтимаң! Аилә билән мәктәп зич мунасивәттә болуши керәк.

Слайд 3. «Возьмите чашу терпения, влейте туда полное сердце Любви, бросьте две пригоршни Щедрости, плесните туда же Юмора, посыпьте Добротой, добавьте как можно больше Веры и Надежды, всё хорошо перемешайте. Затем полученный состав положите на отрезок отведенной вам жизни и щедро делитесь со всеми окружающими вас людьми!»

Һәқиқәтән, меһриванлиқ, сәвир, чүшүнүк, һөрмәт, муһәббәт, үмүт – көпмәдәнийәтлик шәхсниң йетилип шәкилинишигә тәсир қилиду.

Рефлексия. Мән өзәмни ... сезиниватимән. Мән ... ойлаймән. Мән ... қилимән.

3.Kundelik.kz билән тонуштуруш.

4.Һәрхил мәсилиләр















Аилә

Мәктәп

бала





























1-топ:Балини урсаң ети қатиду,тиллисаң бети қатиду.

2-топ:Балиниң яхшиси ата шөһрити,Қизниң яхшиси-ана һөрмити.

3-топ:Тәрбийә башта қаттиқ болса,ахири татлиқ болар.

1.Әлачи яки зәрбидар оқуватқан бала,2 елип кәлди.Сизниң иш-һәрикитиңиз?







2.Муәллим дәрискә кәлмәй қалди,сизниң иш-һәрикитиңиз?





3.Бала өй-тапшурмисини орунлимайду!-устазниң пикричә ,ата-ана балини назарәт қилмиған,шуниң үчүн балиниң үлгирими начар.Ата-аниниң пикри бойичә ,устаз дурус чүшәндүрмигән.Кимниң көз қариши дурус,сиз қандақ ойлайсиз?





Получите свидетельство о публикации сразу после загрузки работы



Получите бесплатно свидетельство о публикации сразу после добавления разработки


Олимпиады «Зимний фестиваль знаний 2025»

Комплекты учителю



Качественные видеоуроки, тесты и практикумы для вашей удобной работы

Подробнее

Вебинары для учителей



Бесплатное участие и возможность получить свидетельство об участии в вебинаре.


Подробнее