Коучинг-сессия
«Синипниң инақ, өмлүгини риважландурушта вә һәрбир оқуғучиниң шәхс ретидә йетилишидә синип рәһбириниң роли».
Коуч: Иминова Бувхеличям Обулкасимовна
Саламлишиш.
- Әссаламуәләйкүм, һөрмәтлик кәсипдашлар! Бүгүнки тренингта биз достлуқ, инақлиқ, өмлүк дегинимиз немә, уларниң өз ара зич мунасивитини чүшинишкә тиришимиз вә мошу хисләтләрни синип рәһбири ретидә балилиримизға қандақ сиңдүримиз,шу һәққидә музакирилишимиз.
Психологиялик атмосфера қуруш.
Коучингниң алдида силәргә «Зарядись на успех» мультфилимини диққитиңларға нәзәр қилмақчимән. Мәрһәмәт қобул қилиңлар,көңүл күйиңлар жуқури болсун!
Видео қоюлиду.
Топқа бөлүниш:Су.От.Күн.Ай.
Су топи- яхшилиқни көп қилидиған,көңүллири судәк таза,чин көңлидин таза мәслиһәт беридиған инсанлардур.
От топи-һәрқачан,һәрқандақ жағдайда оттәк йенип,өз ишиниң жанкөйәридур.
Күн топи-барчә аләмгә ,болупму йенидикиләргә иссиқлиқ берип,өз нурини чечип,үнүмлүк әмгәк инсанлиридур!
Ай топи-ойчил,сирдаш, қийинчилиқларға баш әгмәйдиған,қорқумсиз ,әржүрәк инсанлардур!
Ой қозғаш-улуқ педагогларниң сүрәтлири көрситилиду,һәм бу ким?немә үчүн хәлиқ уларни һөрмәтләйду?в.б
2.Топ бойичә чүшүнүк язиду
Үлгилик синип рәһбири у-............
3.Теория. «Мунасивәт», «толерантность», «рефлексия», «қувәтлимәк», «эмпатия». (һәрбир сөзгә чүшүнүк бериш)
Мунасивәт – кишиләр оттурисидики алақә, муәлимә, мунасивәт орнатмақ, мунасивәт үзмәк. («һазирқи заман уйғур тилиниң изаһлиқ луғити» 3-том, 130-бәт)
Эмпатия – грек сөзи, башқа кишиниң һис-туйғусини сезиниш. (Википедия)
Толерантность – жәмийәтлик термин, башқа кишиниң көз қаришиға һөрмәт. (латин сөзи «сәвир қилиш», «қобул қилиш») (Википедия)
Рефлексия – артқа нәзәр селиш.
Қувәтлимәк – башқиларниң пикри, иш-һәрикити, қариши қатарлиқларға нисбәтән өзиниң майиллиғини, яқлайдиғанлиғини яки һимайә қилидиғанлиғини билдүрмәк, қоллимақ. («һазирқи заман уйғур тилиниң изаһлиқ луғити» 2-том, 465-бәт)
4.Стоп кадр-синип рәһбәрниң обризини көрситиш
«Аччиғи час» синип рәһбири
«Сәвирлик» синип рәһбири
«Әмгәкчан» синип рәһбири
«Меһриван» синип рәһбири
Устаз шәрәплик һәм қийин кәсип дәп ейтимиз,униң ичидә синип рәһбири болуш,техиму чоң билимни,минәз хулуқниң барчә түрини тәләп қилиду.Йәнә керәк йәрдә қаттиғирақ,юмшақ мүжәз,көйүмчан,әң асаси балиға муһәббәттур.
5) «Локомотив» видеороликни көрситиш (scrap-обрыв)
Соал: бу ролик бизниң мавзуримиз билән қандақ бағлиниши бар?
Локомотивни ким дәп алсақ болиду? Вагончу? У өз алдида немини көрди? Локомотив қийинчилиқтин қандақ чиқти?
Бу ролик бизгә йетәкчиниң әһмийитини көрситиватиду, йәни синип рәһбәр дәп алсақ локомотивни, вагонни оқуғучи дәп алсақ, синип рәһбириниң ролиниң чоңлиғини көриватимиз.
Хуласә
Һөрмәтлик кәсипдашлар! Синип рәһбири – интайин чоң әһмийәткә егә екәнлигини байқидиңлар. Синипниң қандақ болдиғини силәрниң маһирлиғиңларға бағлиқ. Дәсләп синип йетәкчи болғанда әнсирәш, қорқунуш сезимлири егиләйду. Силәрни пәқәт синип оқуғучилирила әмәс ата-аниларму байқап синайду. Силәрниң асасий вәзипәңлар – коллективни шәкилләндүрүш, өм вә инақ қилиш. Балилар билән кәңпейил болуң. Жуқурида ейтқандәк, мунасивәт, қувәтлимәк, рефлексия, эмпатия, толерантность унтимаң. Әң асаси – өз ишиңизни вә балиларни яхши көрүң.
Синип рәһбири у- минәз,харизм,өз ишиға муһәббәт,тиңшашни билиш,проблемларни йешиш,ишәшлик,билимлик,һәртәрәплимә тәрәққий әткән,келәчәкни сезип билән,әң асаси жавапкәрлиги бар инсандур!
Рефлексия Мән өзәмни ... сезиниватимән. Мән ... ойлаймән. Мән ... қилимән.
|
|
|
|
|
|
|
|
|